түрмидики иним адил вә башқа атиларниң байримиға мубарәк болсун
Tahir Imin Uyghurian
инсанийәткә ортақ болған һәр қайси байрамларниң уйғурлар үчүн мәниси башқичә. һәр қетимлиқ йеңи йил, аяллар байрими, атилар байрими, миннәтдарлиқ байрими, балилар байрими… болғанда, дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурлар вәтәндә қалған туққанлирини байрам мунасивити билән яд етиду. йенида болмиғанлиқи үчүн һәсрәткә чөмиду.
мәрһум дадамниң, үч пәрзәнтниң дадиси түрмидики иним адилниң, сансизлиған уйғур дадиларниң дуня “атилар байрими”ға мубарәк болсун.
бүгүн атилар байрими – дуня бойлап кишиләр өзлирини беқип чоң қилған, меһр бәргән атилириға миннәтдарлиқ билдүриду. көрүшүп җәм болиду, яки төһпә вә совғат әвәтиду… уларға болған меһри вә миннәтдарлиқини ипадиләйду.
мән миннәтдарлиқ билдурушкә қәрздар киши – ақ көңүл вә меһнәткәш дадам 2016-йили биздин айрилған болуп, дунядики барлиқ дадиларни униңға охшаш ақ көңүл вә җапакәш дәп тәсәввур қилимән.
бу күндә аилимиздә мән әсләйдиған ата болғанлар хили көп. туққан иним адил, тағам абләтхан, нәврә иним юсуп, ғаппар, алимҗан, ясинҗан, әлиҗан… ана тәрәп тағилирим…
уларниң һазирқи тәпсилий әһвалини билмәймән. әмма иним адил – мениң бир туққан иним болғанлиқи үчүн, униң аяли, апам вә йәнә башқа туққанлирим билән бир қатарда еғир қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқини билимән. башқа туққанларму охшаш тәқдиргә дучар кәлди дәп аңлидим.
иним адил ақ көңүл вә тиришчан иди, униң үч балиси бар иди, балилириға амрақ иди, һәр күни кәчтә иштин чүшкәндә, балилириға бир нәрсә елип келәтти. балилири униң әтрапиға олишип, вичирлап олтуруп, ойнайтти.
адил вә аяли 2017-йили тутулғанда, униң кичик үч балиси игисиз-чақисиз қалған. болуватқан ишларға асасән, хитай һөкүмити уларни ата-анисидин айрилған башқа балиларға охшаш, ятақлиқ мәктәпкә елип берип, қизил йеңи әвлат тәрбийиләшкә әвәткәнликини қияс қилдим. шу вәқәләрдин 8 йил өткәндин кейинму уларниң әһвалини билмәймән, улар қандақ туриватиду. хошаллиқи яки қайғу-һәсрити, һәммиси намәлум.
вәтәндә яшиған чағда, түрмигә ташланғанларниң исмини ашкара тилға елип, әсләш қорқунчлуқ иш болуп, хитай һөкүмитиниң аварчилиқидин сақлиниш үчүн кишиләр бу һәқтә һечнемә демәйтти.
түрмидики укам адил, нәврә туққанлирим, тағилирим мениң нәдә, қандақ яшаватқанлиқимни билмәйду, әмма мән уларниң қараңғу вә қорқунчлуқ түрмидә, азаб вә бесим, бәлким үмитсизлик вә һәсрәт ичидә яшайдиғанлиқини билимән.
бәлким улар билән ортақлишим – биллә өткүзгән күнләрни әсләш вә сеғиниш болса керәк.
өткән 8 йилда, мән улар үчүн бир иш қилип берәлигиним йоқ. уларни унутмаслиқ – яд етиш, уларниң аддий һекайисини сөзләп туруш, пат-пат өзүмни немә үчүндур әйипләш – улар үчүн қилалайдиған әң аддий иш болуп қалди.
вақит өткәнсери, өзүмгә “уларниң арзуси – бизниң хошал, әркин вә ярамлиқ кишиләрдин болушимиздур” дәйдиған болдум. бәлким улар атилар күнидә мениңму яхши дада болушум вә яхши пәрзәнтләрни чоң қилишимни арзу қилидиғанду.
мән укам адилниң һәр бир пәрзәнтигә амрақ болғинимдәк, уму мениң қизим шәһрибануға наһайити амрақ иди.
мәнму бир дада болуш сүпитим билән “дадилар байримиң мубарәк болсун” дегән сөзни ағзидин аңлашни халайдиған киши – 8 йилдин буян айривитилгән қизимдур. бу күндә һәм қизимға саламәтлик тиләймән.
уйғур дадилар – беғишлаш, тиришчанлиқ вә қәйсәрликниң символи болған уйғур дадилар саламәт болғай.
мән йирақта болса, әмма ой-хияллирим, көңлүм шу туққанлирим, иним билән биллә.