“уйғурларни депорт қилма!” намлиқ сосял медия һәрикити башланди

0
Stop Deport Uyghurs

https://x.com/Uyghurian/status/1878134639816057286

“уйғурларни депорт қилма!” намлиқ сосял медия һәрикити башланди

StopDeportUyghurs

салам муһаҗирәттики барлиқ қериндашлар, америка бирләшмә агентлиқи бүгүн елан қилған хәвәрдә, тайланд һөкүмитиниң түрмидики 43 уйғурни хитайға депорт қилиш алдида турғанлиқи хәвәр қилинди. вәзийәт җиддий, әһвал еғир, хәтәр кәскин!
бу әһвалда, биз үч түрлүк ишларни қилалаймиз:
биринчи – тәшкилатлиримиз арқилиқ америка, явропа иттипақи, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға алақә қилип, бу уйғурларни өткүзүп беришниң алдини елиш; қануний васитиләрни ишлитиш.
иккинчи – ғайәт зор көләмдә сосял медия вә ахбарат һәрикити елип берип, техиму көп хәлқара җәмийәтниң бу уйғурларниң тәқдиригә көңүл бөлүшигә чақириш.
үчинчи – тайланд һөкүмитигә бивастә чақириқ қилиш: тайланд әлчиханисиға хәт, алақә, телефон, намайиш, сосял медия арқилиқ бесим чүшүрүш.
мән билидиған бир қисим ғәрблик илмий органлар һәрикәткә өтти. адвокат тутуп, йол меңиватиду.
мән тайланд һөкүмитини уйғур мәһбусларни хитайға өткүзүп бәрмәсликкә чақиридиған зор көләмлик иҗтимаий таратқу һәрикити башлаттим. қисқа вә җиддий мураҗиәт чиқардим. һәммиңларниң җиддий маслишип, қолуңлардин келидиған хизмәтни қилишиңларни үмид қилимән. улар хитайға өткүзүп берилсә, түрмә, қийин-қистақ, һәтта өлүм җазаси келидиғанлиқи ениқ. улар бизниң қериндашлиримиздур.
муһаҗирәттики барлиқ уйғурлар намидин һәммимиз тәң күчәйли!
таһир имин уйғуриан, 11-январ

Leave a Reply

Your email address will not be published. Required fields are marked *