нсан һәқлирини көзитиш тәшкилати: явропа иттипақиниң хитай билән һоқуқ диалоги йәнила үнүмсизәмәли илгириләш болмиса йиллиқ йиғинни бикар қилиш керәк;
апторлири:
һелен де ренжерве ( Hélène de Rengervé)
алий һимайичи, кархана мәсулийәтчанлиқи
ялқун улуғйол (Yalkun Uluyol )
хитай тәтқиқатчиси
бу йил явропа иттипақи-хитай мунасивитигә даир чоң рәқәмләрдин дерәк бериду: йәни икки тәрәплик мунасивәт орнитилғанлиқиниң 50 йиллиқи вә 13-июн бирүкселдә пиланланған йиллиқ нсан һәқлири диалогиниң 40-қетимлиқи. бирақ, бу сөһбәтләрниң хитайдики кишилик һоқуқ үчүн елип кәлгән илгириләш әһвалини баһалиғанда, бу рәқәм нөлгә йеқин.
нсан һәқлирини көзитиш тәшкилати 15-майда явропа иттипақиға сунған доклатида, явропа иттипақиниң хитай билән нсан һәқлири диалогини давамлаштуридиғанлиқидин әпсусланғанлиқини қайта тәкитлиди. башқа һоқуқ тәшкилатлири билән биллә, нсан һәқлирини көзитиш тәшкилати бу “җәдивәл толдуруш” , йәни йепиқ ишик арқисида қилинған, әмәлий нәтиҗә елип кәлмәйдиған тәнқид мәшиқини қайта-қайта әйиплиди.
мәсилән, йиллардин бери оттуриға қоюп кәлгән болсиму, яврупа иттипақи, бейҗиң тәрипидин асассиз қолға елинған вә 10 йиллиқ қамаққа һөкүм қилинған шветсийәлик китаб сатқучи гүй минхәйниң қоюп берилишини қолға кәлтүрәлмиди; тинч паалийәтчанлиқи түпәйли муддәтсиз қамаққа һөкүм қилинған вә 2017-йилдин буян аилисиниң зиярәт қилиши рәт қилинған уйғур алими вә яврупа парламентиниң сахаров мукапатиға еришкүчиси илһам тохтиниң һаят икәнликини дәлиллийәлмиди. .
йоқуриқи икки мәсилә,явропа иттипақиниң ши җинпиң һөкүмранлиқи астидики хитай һөкүмитинң шинҗаң, тибәт вә шяңгаңни өз ичигә алған районлардики йеңидин йоқури пәллигә чиққан бастуруш сияситигә мәнилик тақабил туралмиғанлиқиниң символидур.
диққәткә сазавәр йери шуки, бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ алий комиссари ишханисиниң 2022-йиллиқ шинҗаң тоғрисидики тарихий доклати бейҗиңниң уйғурлар вә башқа түркий мусулманларға қарита йүргүзгән зиянкәшлик сияситиниң “хәлқара җинайәт, болупму инсанийәткә қарши җинайәт” дәриҗисигә йетиши мумкинликини муәййәнләштүргәниди. явропа иттипақи вә әза дөләтләр, хитай һөкүмитигә бирләшкән дөләтләр тәшкилати нсан һәқлири ишханисиниң кейинки қетимлиқ дәхлисиз зиярити үчүн рухсәт беришкә бесим ишлитиши керәк.
әлвәттә, хитай һөкүмитиниң нсан һәқлирини яхшилиши үчүн бесим ишлитиш қийин. бирақ нсан һәқлири мәсилисини төвән дәриҗилик мәхпий сөһбәт сәвийисигә чүшүрүш арқилиқ, явропа иттипақи вә әза дөләтләр бейҗиңниң кишилик һоқуқни чәткә қеқиш вә мәшурийәтсизләштүрүш урунушлириға шерик болуш хәвпигә дуч келиду.
униң орниға, явропа иттипақи, адаләтсиз сода қилмишлири, бихәтәрлик әндишилири, чәтәл дөләтлириниң арилишиши вә иқтисадий бихәтәрлик вә игилик һоқуқ қатарлиқ мәсилиләрдә айрим-айрим тохтилиш сәвәплик яритилған сүний тосалғуни бузуши үчүн, кишилик һоқуқ мәсилисини хитай билән болған барлиқ саһәләрдики иштиракларға, болупму юқири дәриҗилик йиғинларға киргүзүши керәк.
явропа иттипақи рәһбәрлири йеқин кәлгүсидики учришиш вә истратегийәлик сөһбәт җәрянида нсан һәқлирини әндишилирини техиму күчлүк оттуриға қоюши вә әгәр бейҗиңниң зиянкәшликлирини тохтанмиғинида дуч келидиған конкрет ақивәтләрни ениқ көрситиши керәк.
бундақ қилмаслиқ хитайдики барлиқ хәлқләргә зиянкәшлик қилғанлиқ һесаблиниду.